италийә сәуди әрәбистанға қорал сетишни тохтитишни музакирә қилидиғанлиқини билдүрди

италийә ташқи ишлар министири ензо моаверо миланеси сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқчи өлтүрүлгәндин кейин, сәуди әрәбистанға қорал-йарағ сетишни тохтитишни музакирә қилғанлиқлирини елан қилди.

1075295
италийә сәуди әрәбистанға қорал сетишни тохтитишни музакирә қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: италийә анса (ANSA) агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишиичә, ташқи ишлар министири миланеси: «италийә қашиқчи вәқәсидин кейин, германийәгә охшаш сәуди әрәбистанға қорал сетишни чоқум музакирә қилиду. бирақ, сетип бериливатқанларға мунасивәтлик әһвал тоғрисида мәлуматим йоқ. бу әһвалларниму вәқә асасида музакирә қилимиз» дегән.

вашингтон почтиси гезитиниң йазғучиси сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал кашикчи 2018-йил 2-өктәбир рәсмийәт беҗириш үчүн, сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисиға барғанда из-дерәксиз йоқап кәткән иди.

сәуди әрәбистан һөкүмити 20-өктәбир журналст җәмал кашикчиниң «консулхана бинасида йүз бәргән сүркилиш нәтиҗисидә өлгәнлики» ни елан қилған иди.

җәмал қашиқчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, германийә сәуди әрәбистанға қорал сетишни тохтатти вә йавропа иттипақидики башқа дөләтләрниму шундақ қилишқа чақирди.

стокһолм хәлқара тинчлиқ тәтқиқатлири иниститути (SIPRI) ниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, сәуди әрәбистан 2017-йили дунйа бойичә әң көп қорал импорт қилған дөләт болған.

мәзкур иниститутниң 2013-йилдин 2017-йилғичә болған мәлуматлириға асасланғанда, әнглийә қорал-йарағ содисиниң %48.8 ни сәуди әрәбистан билән қилидиған болуп, йавропа иттипақи дөләтлири арисида рийадқа әң көп қорал експорт қилған. ундин қалса, белгийә сәуди әрәбистан билән қорал содисиниң %32 ни, шиветсийә %12.8ни, словакийә %11.8ни, испанийә %8.3 ни, австирийә %7.7 ни, италийә %6.3 ни, финландийә %5.8 ни, фирансийә %5.5 ни, булғарийә %5.4 ни, германийә %3.1 ни вә голландийә %2.4 ни қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر