иранда тоху вә тохум ишләпчиқириш саһәси хәтәрлик әһвалға келип қалди

иранда «йәм-хәшәк кәмлики сәвәбидин келип чиққан мәсилиләр»түпәйли тоху вә тохум тоху вә тохум ишләпчиқириш саһәси хәтәрлик әһвалға келип қалди.

1073129
иранда тоху вә тохум ишләпчиқириш саһәси хәтәрлик әһвалға келип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: иранда «йәм-хәшәк кәмлики сәвәбидин келип чиққан мәсилиләр»түпәйли, тоху вә тохум ишләпчиқиришниң қисқа вақит ичидә тохтап қалидиғанлиқи билдүрүлди.

тәсним хәвәр агентлиқи, қанатлиқ һайван ишләпчиқириш уйушмиси билән тохум ишләпчириш уйушмисиниң, пирезидент һәсән руһаниға атап хәт йазғанлиқини хәвәр қилди.  

хәттә «дөләтниң йетәрлик миқдарда йаки вақтида ташқи перевот тәминлийәлмәслики сәвәбидин тоху вә тохум ишләпчиқарғучилири йәм-хәшәк алмиди, әһвал бундақ кетивәрсә тоху вә тохум ишләпчиқиришму пат йеқинда тохтап қалиду»дейилди.

йүк машина шопурлириниң иш ташлиши түпәйли йәм-хәшәк транспортиниң ақсап қалғанлиқи қәйт қилинған хәттә, һөкүмәт мәсуллири тез сүрәттә тәдбир алмиған тәқдирдә тоху, тохум вә чөҗә ишләпчиқириш саһәсиниң паләч һалға чүшүп қалидиғанлиқи әскәртилди.

иранда долларниң қисқа вақит ичидила 4000 түмәндин 7500 түмәнгә өрләп кетишигә қарита, пирезидент һәсән руһани һөкүмити бу йил апрелда долларни 4200 түмәнгә муқимлаштурушни қарар қилип, әркин базарда доллар содисини чәклигәниди.

ташқи перевот базарлирида йүз беридиған давалғушларниң алдини елиш вә ташқи перевот хизмәтлирини бир мәркәздинла елип бериш мәқситидә, апрел ейида нима нами берилгән йеңи система йолға қойулди.

йеңи система арқилиқ «ташқи перевотларни контрол қилиш вә еһтийаҗни қамдаш»мәқсәт қилиниду.


خەتكۈچ: #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر