сомалида икки айрим партлаш вәқәси йүз бәрди

сомалиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан байдабо шәһиридә бирла вақитта икки айрим партлаш вәқәси йүз бәрди...

1068271
сомалида икки айрим партлаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомалиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан байдабо шәһиридә мәйданға кәлгән икки айрим бомбилиқ һуҗумда дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 15 адәм җенидин айрилған.

байдабо шәһиридики сомалилиқ сийасәтчиләр көпләп баридиған билан меһманханиси аптомобил бомба һуҗумиға؛ әлбәдр ресторани болса, адәм бомба һуҗумиға учриди. бирла вақитта садир қилинған мәзкур һуҗумларда дәсләпки тәкшүрүшләргә қариғанда, 15 адәм җенидин айрилған, көп санда адәм йариланған.

һуҗумниң җавабкарлиқини асаслиқи пайтәхт моқдишу қатарлиқ шәһәрләрдики меһманхана, һөкүмәт органлири вә хәвпсизлик күчлирини зәрбә обйекти қилған әшшәбаб тәшкилати үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر