иран: зийунист түзүм һәргизму ғәлибә қилалмайду

иран инқилаб муһапизәтчилири иккинчи қомандани һусәйин сәлами, зийунист түзүмниң һечбир заман ғәлибә қилалмайдиғанлиқини ейтти.

1065085
иран: зийунист түзүм һәргизму ғәлибә қилалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: фарс хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, сәлами армийә сепигә қошулған пидаийларға сөз қилип, исраилийәни көздә тутқан һалда, «улар бизгә нисбәтән тәһдит әмәс. һизбуллаһ уларни йоқитип ташлиғудәк күчкә игә» деди вә тел авив даирилирини иран тоғрисида дунйани алдаш билән әйиблиди.

«сийасий модел» ролини ойнаш билән әйиблигән америка қошма иштатлириниң оттура шәрқтики урушқа 7 тирилйон доллар пул аҗратқанлиқини, бирақ, районда «мәғлуп болғанлиқи» ни илгири сүргән сәлами, районниң һечбир йеридә базиси болмиған иранниң тәсириниң күчийиватқанлиқиға ишарәт қилип өтти. у, исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһуға хитабән, «зийунист түзүмниң баш министириға ақдеңизға су үзүшни мәшиқ қилишни тәвсийә қилимән, чүнки, исраилийә һәргизму ғәлибә қилалмайду» деди.

б д т омумий кеңишидики сөзлирини бу йилму иранға қарши сәпәрвәрлик паалийитигә айландурувәткән исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһу, «иранға қарши сурийә , ирақ, қәйәрдә болса болсун һәрикәткә өтимиз» дегән вә қолиға фото – сүрәтләрни алған һалда, теһранда мәхпий йадро истансилириниң барлиқини илгири сүргәниди.

исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһуниң б д т омумий кеңишидики сөзлиригә «номур көрситиш» дәп баһа бәргән иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, йадро қораллири тоғрисида әслидә исраилийәниң өзини ақлиши лазимлиқини билдүргәниди. у, нетанйаһуға иҗтимаий таратқулар арқилиқ қайтурған җавабида, «һечбир номур, исраилийәниң районимизда мәхпий вә елан қилинмиған йадро қорал пилани бар бирдинбир түзүм икәнликидин ибарәт реаллиқни йошуралмайду. исраилийәниң қанунсиз йадро қорал пиланини хәлқараниң тәкшүрүшигә ечишиниң вақти йетип кәлди» дегәнләрни қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر