америка иранни мәсулийәтсизлик қилиш билән әйиблиди

америка иранниң фират дәрйасиниң шәрқигә ракетамийот етишиниң мәсулийәтсизлик қилиш болғанлиқини билдүрди.

1060319
америка иранни мәсулийәтсизлик қилиш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири мудпиә министирлиқи-пентагон иранниң фират дәрйасиниң шәрқигә ракетамийот етишиниң «һәрбий вә аммиви авиатсийәси»гә хәвп елип кәлгәнликини билдүрди.

пентагон байанатчилиридин офистер сен робертсон, иранниң алдинқи күни сүрийәниң шәрқидики бәзи нуқтиларға, америка башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлиридин хәвәрсиз һалда ракетамийот атқанлиқини билдүрди.

офистер сен робертсон: иранниң һуҗуми хәлқара иттипақдаш қисимлириға зийан елип кәлмигән болсиму, лекин биз бу ишни болди қилмаймиз. районниң һава райи нәзәргә елинғинида бундақ һуҗумлар даешқа қарши күрәшләрни хәтәргә иттириду, деди.

американиң сүрийәдә алақә тори қуруп чиққанлиқини, лекин иранниң бу хилдики тәдбирләрни алмиғанлиқини ейтқан робертсон мундақ деди: «бир-биримиздин хәвәрсиз һалда елип берилған бундақ һәрикәтләр аммиви вә һәрбий авиатсийәсини хәтәргә иттириду.»

робертсон: хәлқара иттипақдаш қисимлири даешниң оттура фират вадисидики қалдуқлирини тәлтөкүс йоқ қилалайдиған қабилийәткә игә. иранниң бу йәрдики һәр бир қилмиши вәзийәтни техиму кәскинләштүрмәктә, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر