афғанистанда бир ай ичидила нурғун хәвпсизлик хадими өлди

афғанистан мудапиә министири тариқ шаһ баһрами бир ай ичидә 513 хәвпсизлик хадиминиң өлгәнликини ейтти.

1055168
афғанистанда бир ай ичидила нурғун хәвпсизлик хадими өлди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанда бир ай ичидә 513 хәвпсизлик хадими өлди.

афғанистан мудапиә министири тариқ шаһ баһрами парламентта сөз қилип, бир ай ичидә 513 хәвпсизлик хадиминиң өлүп, 700дин артуқ хәвпсизлик хадиминиң йариланғанлиқини ейтти.

бир ай ичидә йәнә 43 хәвпсизлик хадиминиң террорчиларға әсиргә чүшүп қалғанлиқини әскәрткән  баһрами, мушу мәзгил ичидиму нурғун террорчиниң өлгәнликини билдүрди.

мудапиә министири баһрами террорчиларниң қанлиқ һуҗумлириниң алдини елиш үчүн зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر