германийә: түркийә идлиб учришишлирида пәвқуладдә рол ойнаватиду

германийә ташқи ишлар министири һайко маас түркийәниң сүрийә, болупму идлиб шәһири тоғрисида өткүзүлгән учришишларда пәвқуладдә иҗабий рол ойниғанлиқини ейтти.

1054245
германийә: түркийә идлиб учришишлирида пәвқуладдә рол ойнаватиду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министири маас латвийә министири едгарс ринкевиҗс билән берлиндә көрүшкәндин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, түркийә һәққидә тохталди. у мушу ай (сентәбир) бешида түркийәгә қилған зийаритини икки дөләт мунасивәтлириниң қайтидин нормаллишиши нуқтисидин башланғуч дәп қарайдиғанлиқини қәйт қилди.

түркийәниң русийә билән мувәппәқийәтлик һалда идлибтә қораллардин тазиланған район тәсис қилиш мәсилисидә келишим түзгәнликини, буниң инсаний балайи-апәтләрниң алдини елиш үчүн интайин муһим икәнликини тәкитлиди. у мундақ деди:

«түркийәниң сүрийә вә идлиб шәһири тоғрисида өткүзүлгән учришишларда пәвқуладдә иҗабий рол ойниғанлиқини көрүватимиз» деди.

германийә вә түркийә министирлириниң өз ара зийарәтләрни қиливатқанлиқлирини, бу учришишларниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң германийә зийаритидин кейинму давамлишидиғанлиқини әскәртти. у: «түркийәниң иқтисадий нуқтидин муқим болушиға көңүл бөлимиз» деди.

у түркийәниң муқимлиқини капаләткә игә қилиш үчүн керәклик қарарларни өзи чиқаралайдиған әһвалға игә икәнликини билдүрди. у мундақ деди:

«буларниң һәммиси һәм икки дөләт һәмдә хәлқаралиқ сәвийәдә түркийә билән йахши мунасивәткә игә болушниң интайин муһим икәнликини көрситип бериду.»

у сөзидә, буларниң һәммисигә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийаритиниң пайдилиқ һәссиләрни қошидиғанлиқини әскәртти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мушу (сентәбир) ай ахири германийәни зийарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر