һиларй клинтон: америка демократийәси хәвп астида

2016 – йили америка қошма иштатлирида өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида демократчи қанатниң пирезидент намзати болған һиларй клинтон, дөләт демократийәсиниң хәвп астида икәнликини ейтип агаһландурди.

1051685
һиларй клинтон: америка демократийәси хәвп астида

түркийә авази радийоси хәвири: һиларй клинтон The Atlantic журнилида , «америка қошма иштатлири демократийәси киризиста» сәрләвһилик бир парчә мақалә елан қилип, америка пирезиденти доналд трампни әйиблиди.

трампниң «2016 – йилидики пирезидентлиқ сайлими мәзгилидә елип барған рәзил сәпәрвәрлик паалийити сәвийәсиниңму астиға чүшүп қалғанлиқи» ни әскәрткән клинтон, «трамп рәһбәрлики, балиларни аилилиридин айриветидиған көчмән сийасәтлири билән дөләттә изаһлаш мумкин болмайдиған зулумларға сәвәб болди» деди.

һиларй клинтон мақалисидә, «трамп вә тәрәпдарлири шундақ пәскәш ишларни қилдики, уларниң һәммисини тәқип қилиш қийин. һәтта, буниң бизниң көзимизни нишандин буриветишниң бир тактикиси, дәп ойлаймән. нишанимиз әлвәттә америка демократийәсини муһапизәт қилиш. хәлқ үчүн бу бизниң әң муһим вәзипимиз. вә нөвәттә демократийәмиз киризис ичидә» дегән ибариләргә орун бәрди.

у, америка пирезидентиниң 5 йөнилиништин демократийәгә һуҗум қилғанлиқини илгири сүрүп, трампниң пирезидентлиқ сайлимида русийә билән һәмкарлиқ орнитилғанлиқи дәвалири арқилиқ сайламларниң ишәнчиликликигә؛ русийәниң мудахилисини тәкшүрүватқан әдлийә министириниң тәкшүрүш хизмәтлиригә тосқунлуқ қилиш тиришчанлиқлири арқилиқ қанунға؛ йалған – йавидақ байанатлири вә изчил һалда медийани йалғанчилиқ қилиш билән әйибләш арқилиқ медийаға؛ ирқчи вә айримчи сийасәтлири арқилиқ дөләтниң бирликигә вә демократийәсигә һуҗум қилғанлиқини әскәртти.

һиларй клинтон йәнә, трамп билә рәһбәрлик аппарати арисида мәнпәәт мунасивәтлириниң барлиқини вә «пирезидентлиқ орнини пайдиға еришиш үчүн ишләткәнликлири» ни йазди.

трамп даирилириниң йаман нийитиниң бәзи җайларда – һазирчә иш билмәслик билән чәклиниватқанлиқини қәйт қилған килинтон, мақалисидә «киризис сөзигә сәл қаримаймән. кочиларда танкилар йоқ, бирақ демократик органлиримиз вә келәчикимиз муһасирә астида турмақта. буниңға қарши күрәш қилиш үчүн қолимиздин келидиған барлиқ ишларни қилишимиз лазим. қолдин берип қойидиған вақтимиз йоқ» дегән ибариләргиму орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر