афинада турушлуқ иран әлчиханиси һуҗумға учриди

гиретсийәниң пайтәхти афинада бир түркүм ашқун киши иран әлчиханисиға таш вә бойақлар билән һуҗум қилди.

1050970
афинада турушлуқ иран әлчиханиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәниң пайтәхти афинада турушлуқ иран әлчиханисиға бир түркүм кишиләр таш вә бойақлар атти.

рувиконас исимлик бир ашқун тәшкилатниң әзалири шу җай вақти саәт 06:00да иранниң афинада турушлуқ әлчиханисиға таш вә бойақлар билән һуҗум қилди.

һуҗумдин илгири иран әлчиханисини қоғдаватқан бихәтәрлик хадимлирини қоғливәткән ашқунлар, қаравулханиниң әйнәклирини чеқивәтти.

рәсмий форма киймигән сақчилар  һуҗумни бесиқтурушниң орниға қарап турди.

рувиконас ашқунлар гуруһи афинадики түркийә әлчиханиси билән түрк һава йоллири (авиатсийә)ширкитиниң ишханисиғиму һуҗум қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر