америка идлибқа 100 дин артуқ һава һуҗуми қилинғанлиқини билдүрди

американиң б д т да турушлуқ даимий вәкили никки һалей русийә билән бәшшар әсәд һакимийитиниң идлибқа 100 қетимдин артуқ һава һуҗуми қилғанлиқини елан қилди.

1048031
америка идлибқа 100 дин артуқ һава һуҗуми қилинғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңиши русийәниң тәлипигә бинаән, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, русийә пирезиденти владимир путин вә иран пирезиденти һәсән руһаниниң 7-сентәбир (җүмә) әмәлгән ашурған үч тәрәп йиғининиң хитабнамисини һәмдә идлибниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилиш үчүн топланди.

американиң б д т да турушлуқ даимий вәкили никки һалей: «русийә, иран вә бәшшар әсәд һакимийитиниң сийасий һәл қилиш чариси билән кари йоқ, түркийә өткән һәптә буни билди, идлибта уруш тохтитишни тәләп қилди, бирақ русийә билән иран түркийәниң бу тәклипини қобул қилмиди» деди.

русийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили вассилй небензийа хәвпсизлик кеңишигә теһран йиғининиң нәтиҗилири тоғрисида мәлумат бәрди.

вассилй небензийа идлибтә онмиңларчә әл нусра вә террорлуқ тәшкилати даеш әзалириниң барлиқини әскәртип, русийә, түркийә вә иранниң пүткүл сүрийә миқйасида террорлуқниң қалдуқлирини тазилашта охшаш пикиргә игә икәнликлирини билдүрди.

вассилй небензийа сүрийә киризисини сийасий йол билән қилиштин башқа йолниң йоқлуқини әскәртип, мундақ деди:

«сийасий һәл қилишқа қарар қилған қораллиқ өктичиләрни дәрһал террористлардин айришқа еһтийаҗлиқмиз, буни хәлқаралиқ җәмийәтниң барлиқ әзалириға чақириқ қилимиз.»

у үч капаләт бәргүчи дөләт вәкиллириниң б д т ниң сүрийә алаһидә вәкили демистура билән асасий қанун комитетини әң қисқа вақит ичидә җәнвәдә қуруш үчүн музакирә өткүзгәнликини билдүрди.

теһран йиғинида сүрийәни қайта қуруш ишлириниңму музакирә қилинғанлиқини, шәрт-шараитларниң буниңға мувапиқ икәнликини ейтқан вассилй небензийа, инсанпәрвәрлик йардәмлири йәткүзүш, миналарни тазилаш вә ул-әслиһәләрни қайтидин бина қилишқа еһтийаҗ барлиқини, бирақ ғәрбниң мәзкур мәсилиләрдә «сийасий ойун» ойнаватқанлиқини қәйт қилди.

вассилй небензийа сүрийәлик мусапирларниң йурт-маканлириға қайтишиниңму музакирә қилинған мәсилиләр қатаридин орун алғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

«һәммигә мәлум болғинидәк, бәшшар әсәд һакимийити капаләт бәрди. сүрийәлик мусапирларниң қайтиши үчүн түркийә вә иран билән хәлқаралиқ конферанс өткүзүшни пилан қиливатимиз.»

вассилй небензийа ахирида, үч дөләтниң кейинки йиғинни русийәдә өткүзидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر