сүрийә асасий қанун комитетиға мунасивәтлик җәнвә йиғини ахирлашти

б д т ниң сүрийә алаһидә вәкили стефан демистура билән капаләт бәргүчи дөләтләр болған түркийә, русийә вә иран мәсуллири арисида өткүзүлгән сүрийә асасий қанун комитетиға мунасивәтлик рәсмий йиғин ахирлашти.

1047790
сүрийә асасий қанун комитетиға мунасивәтлик җәнвә йиғини ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: шивейтсарийәниң пайтәхти җәнвәдики ишханисида төт саәттин артуқ давамлашқан йиғиндин кейин, демистура вә йиғинға қатнашқан дөләтләрниң вәкиллири йиғин тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиди.

демистураниң 18-сентәбирдә б д т хәвпсизлик кеңишигә хитаб қилип, җәнвә учришишлири тоғрисида мәлумат елан қилидиғанлиқи билдүрүлди.

җәнвәдә икки күн бойичә давамлашқан йиғинларда, түркийәгә вакалитән муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал башчилиқидики һәйәт, русийәгә вакалитән русийәниң сүрийә алаһидә вәкили александир ловрентийев билән русийә муавин ташқи ишлар министири сергей вершинин башчилиқидики һәйәт, иранға вакалитән иран муавин ташқи ишлар министири һүсәйин җабири әнсари башчилиқидики һәйәт қатнашти.

б д т сүрийә алаһидә вәкили демистура җүмә (14-сентәбир) «кичик гуруппа» дәп атиған мисир, фирансийә, германийә, ийорданийә, сәуди әрәбистан, әнглийә вә америка вәкиллири биләнму көрүшүп, капаләт бәргүчи дөләтләр билән өткүзгән йиғин тоғрисида музакирә өткүзиду.

ийул ейида русийәдә кткүзүлгән сүрийә темилиқ капаләт бәргүчи дөләтләр йиғининиң хитабнамисидә, асасий қанун комитетиниң қурулуши муһим орунни игәллигән иди.

сүрийәдә йәттә йилдин артуқ давам қилған ички урушни ахирлаштуруш үчүн б д т күнлүки астида өткүзүлгән учришишлар, өткүнчи басқуч, асасий қанун, сайлам вә террорлуққа қарши күрәштин ибарәт төт асасий темини өз ичигә алиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر