путин билән ши җинпиң көрүшти

русийәниң виладивосток шәһиридә өткүзүлгән шәрқ иқтисадий мунбири даирисидә виладимир путин билән ши җинпиң көрүшти.

1047440
путин билән ши җинпиң көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин хитай билән болған содида миллий пулларниң ишлитилишини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

путин русийәниң виладивосток шәһиридә өткүзүлгән шәрқ иқтисадий мунбири даирисидә хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән көрүшти.

көрүшүштин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән виладимир путин, русийә билән хитай арисидики сода соммисиниң бултур %30 ешип 50 милйард долларға йәткәнликини әскәртип: бу йилниң ахирғичә сода соммимизниң 100 милйард долларға йетидиғанлиқиға ишинимән, деди.  

икки дөләт арисидики содида миллий пулларниң ишлитилиши мәсилиси үстидә тохталған путин мундақ деди: «русийә билән хитай даирилири икки дөләт арисидики содида миллий пулларниң ишлитилишини қоллайду. содида миллий пуллар ишлитилсә банкичилиқ системилириму сағлам болиду. »

корейә йерим арилиниң нөвәттики вәзийити үстидиму тохталған путин, русийә-хитай йол хәритисигә мувапиқ һалда корейә йерим арилиниң вәзийитини сийасий вә дипломатик йоллардин һәл қилиш үчүн хитай билән һәмкарлиқ ичидә һәрикәт қилидиғанлиқлирини тәкитләп өтти.

шималий вә җәнубий корейә һакимийәтлириниң мунасивәтлирини қайтидин бәрпа қилиш үчүн көрситиватқан тиришчанлиқлирини қоллайдиғанлиқини ейтқан путин: шималий корейә билән америка мунасивәтлири нормаллашқан тәқдирдә корейә йерим арили мәсилисиниң һәл болидиғанлиқиға ишинмән, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر