дунйа таратқулири теһран башлиқлар йиғинини йеқиндин көзәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийәниң идлиб шәһири тоғрисидики «инсаний киризис агаһландуруши» дунйа таратқулирида күчлүк ғулғула қозғиди.

1045910
дунйа таратқулири теһран башлиқлар йиғинини йеқиндин көзәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанниң 7 – сентәбирдә иранниң пайтәхти теһранда чақирилған түркийә – иран – русийә үч тәрәп башлиқлилар йиғинидики «идлибниң қан көлигә айлинишини халимаймиз. бир уруш тохтитишқа қарап қәдәм ташлаш наһайити пайдилиқтур» дегән сөзлири күчлүк ғулғула қозғиди.

түркийәниң инсаний позитсийәси һәм ғәрб һәм әрәб таратқулирида кәң орун алди؛ америкида чиқидиған вашингтон почтиси гезити, җумһур рәис әрдоғанниң «идлибқа һуҗум қилиш паҗиә билән ахирлишиду» дегән сөзлиригә орун бәрди.

ройтерз хәвәр агентлиқи, әрдоғанниң «өлүмләргә бир болуңда қарап турмаймиз» дегән сөзлирини баш мавзу қилған болса, б б с қанили «идлибниң қан көли болушини халимаймиз» дегән сөзлиригә орун бәрди.

әнглийәниң скай нйуз телевизийәси, идлибтә йүз бәргүси ишлардин әң көп әндишә қиливатқан дөләтләрдин бириниң түркийә икәнликини тәкитлиди؛ түркийәниң һазирғичә милйонларчә мусапирни қобул қилғанлиқи әслитип өтүлгән хәвәрдә, әнқәрәниң идлибтин йеңи бир мусапирлар долқуниниң келишини халимайдиғанлиқи әскәртилди.

фирансийәдә чиқидиған ле монде гезити, «теһран башлиқлар йиғининиң мәғлуб болушидин кейин, идлибтә тәтур санақ башланди» дегәнләрни қәйт қилди.

германийәдә чиқидиған «Deutschlandfunk»  гезитиму, җумһур рәис әрдоғанниң уруш тохтитиш елан қилишни тәләп қилғанлиқини вә сүрийә һакимийити идлибқа һуҗум қилған тәқдирдә, районниң қан көлигә айлинип кетидиғанлиқини ейтип агаһландурғанлиқини йазди.

голландийә медийа оргини – нос болса, иран билән русийәниң идлибни фәтһи қилиш үчүн һәрбий һәрикәт ишиклирини очуқ қалдурғанлиқини, түркийәниң болса, уруш тохтитиш елан қилишни тәләп қилғанлиқини билдүрди.

русийә медийа оргини спутник болса, әрдоғанниң «мәқситимиз идлиб мәсилисини астана роһиға уйғун шәкилдә тинч усул билән һәл қилиш» дегән сөзлиригә орун бәрди.

әрәб медийасида әрдоғанниң инсаний киризис тоғрисидики сөзлири алдинқи пиландин орун алди؛ мәркизи қатарға җайлашқан әлҗәзирә қанили, җумһур рәис әрдоғанниң «идлибтә пут – қолимиз бағланған һаләттә турмаймиз» дегән сөзлирини баш мавзу қилди.

ирақниң дөләткә қарашлиқ гезити «сабаһ» болса, әнқәрәниң сийасий вә җуғрапийәлик муқимлиқ капаләткә игә қилинғучә тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуридиғанлиқи тоғрисидики позитсийәсини оқурмәнлири билән ортақлашти.

ливанда чиқидиған «җумһурийәт гезити» му җумһур рәис әрдоғанниң йеңи бир көчмәнләр долқуни тоғрисидики агаһландурушиға орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر