путин идлибниң вәзийити үстидә тохталди

русийә пирезиденти виладимир путин иранниң пайтәхти теһранда чақирилған алий дәриҗиликләр йиғинида идлибниң вәзийити үстидә тохталди.

1045317
путин идлибниң вәзийити үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин сүрийә мәсилисидә түркийә, русийә вә иранниң ортақ тиришчанлиқи нәтиҗисидә сийасий җәһәттин илгириләш һасил қилғанлиқини ейтти.

путин иранниң пайтәхти теһранда чақирилған алий башлиқлар йиғиниң ечилиш мурасимида сөз қилғанда, идлибниң нөвәтти вәзийити үстидә тохталди.

идлибтә террорчиларниң химийәви қораллар һуҗуми болуп һәр қандақ һуҗумни қозғашқа тәййарлиниватқанлиқлирини илгири сүргән путин: бәзи саһәдә һасил қилған пикир бирликимиз сийасий һәл қилиш мусаписиниң сүритини тезләштүриду, болупму сүрийәликләр өз алдиға дөлитиниң тәқдирини бәлгилийәләйду, деди.

бу йил йанварда русийәниң сочи шәһиридә сүрийәдә асасий қанун комитети қуруп чиқишниң қарар қилинғанлиқини әслитип өткән путин мундақ деди: «сүрийәниң вәзийитини әслигә кәлтүрүш үчүн иҗтимаий, иқтисадий вә инсаний әһвалларни йахшилаштуруш лазим.»

виладимир путин русийәниң сүрийәниң вәзийитини оңшаш үчүн тиришип келиватқанлиқини әскәртип, йурт-маканларни ташлап кетишкә мәҗбур болғанлар вә мусапирлар үчүн дәмәшиқтә қобул қилиш мәркизи, ийорданийә вә ливанда болса өтүш мәркәзлири қурулғанлиқини ейтти.

пирезидент путин 1 йерим ай ичидә 15миң кишиниң сүрийәгә қайтқанлиқини илгири сүрди.

виладимир путин йардәм паалийәтлирини изчил давамлаштуруш, сүрийәниң ул-әслиһә қурулушлирини бәрпа қилиш вә тәрәққий қилдуруш лазимлиқини әскәртип, үч һамий дөләтниң бу җәһәттә көринәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر