бирма мусулманларниң йурт-маканлириға қайтиш мусаписини сәвәбсиз кечиктүрмәктә

баңладиш пирезиденти шәйх һасина бирма һөкүмитиниң аракан мусулманлириниң йурт-маканлириға қайтиш мусаписиға һечқандақ сәвәб көрсәтмәстин кечиктүргәнликини билдүрди.

1042022
бирма мусулманларниң йурт-маканлириға қайтиш мусаписини сәвәбсиз кечиктүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: көп хил санаәт техникиси вә иқтисадий һәмкарлиқ мәқситидә ечилған «бенгал қолтуқи дөләтлири  йиғини» ға қатнишиш үчүн непалға йетип кәлгән шәйх һасина, ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди. у: «бирма пуқралирини қобул қилишқа тәййар икәнликини ейтиватиду, бирақ әмәлийәттә буниң үчүн һечнимә қилмайватиду. бирма аракан мусулманлириниң йурт-маканлириға қайтиш мусаписини һечқандақ сәвәб көрсәтмәстин кечиктүрмәктә» деди.

у «бенгал қолтуқи дөләтлири  йиғини» даирәсидә, бирма пирезиденти вин мйнт билән көрүшкәнликини, әмма көрүшүштә аракан мусулманлири мәсилисиниң музакирә қилинмиғанлиқини әскәртти.

баңладиш билән бирма 2017-йил декабир ейида аракан мусулманлириниң йурт-маканлириға қайтиши тәклип қилинған келишимни имзалиған иди.

б д т тәрипидин қурулған хәлқаралиқ бирма мустәқил тәтқиқат комитети бирма армийәси қоманданлиқ иштаби башлиқи мин аңхлайиңни өз ичигә алған йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарларни аракан мусулманлириға қарита йүргүзгән ирқий қирғинчилиқ сәвәбидин хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисидә сотлашни тәләп қилған иди.

1970-йиллардин буйан бирмада еғир зулум вә системилиқ бесимға учраватқан аракан мусулманлири нопусиниң көп қисми, йурт-маканлиридин айрилип райондики дөләтләргә көчүшкә мәҗбур болди. бирма һөкүмити 1982-йили қобул қилған асасий қанун билән пуқралиқ һоқуқидин айрилип қалған аракан мусулманлири «дөләтсиз» һесаблиниду.  б д т тәрипидин «зулум чекиватқан диний аз санлиқлар» дәп етирап қилинған аракан мусулманлири һәм хилму хил зораванлиқларға һәмдә қануний, иқтисадий вә иҗтимаий җәһәттин айримичилиқларға учримақта.

2012-йилиму араканда буддистлар билән мусулманлар арисида қанлиқ тоқунуш йүз бәргән вә көпинчиси мусулман миңларчә адәм җенидин айрилған, йүзләрчә өй, дуканлар көйдүрүветилгән иди.

2017-йили 25-авғуст аракандики чегра қоғдаш понкитлириға бирла вақитта қилинған һуҗумларни сәвәб көрсәткән бирма армийәси вә буддист милләтчилири, кәң көләмлик зораванлиқ һәрикәтлирини башлап, 10 миңларчә адәмни қирғин қилған иди. «етник тазилаш» қа айланған шу қетимқи һуҗумларда, 350 дин артуқ йеза, армийә вә милләтчи буддистлар тәрипидин көйдүрүп ташланған иди.  700 миңдин артуқ аракан мусулманлири болса, тағлиқ районларға қечип кетишкә йаки дәрйа-деңиздин өтүп, қошна дөләт баңладиштин панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر