вокс хәвәрләр тори трампниң ким җоң унға бәргән вәдисини ашкарилиди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң ийун ейида сингапорда өткүзүлгән йиғинда, шималий корейә лидири ким җоңунға «корейә урушиға хатимә беридиған келишимни дәрһал имзалайдиғанлиқи» ни ейтқанлиқи илгири сүрүлди.

1040143
вокс хәвәрләр тори трампниң ким җоң унға бәргән вәдисини ашкарилиди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң вокс хәвәрләр торида елан қилинған алекс вард имзалиқ хәвәр, америка қошма иштатлири билән шималий корейәниң йеқинқи мәзгилләрдики мунасивәтлиригә алақидар муһим бир мәсилини күнтәртипкә елип кирди.

хәвәрдә, 12 – ийунда сингапорда шималий корейә лидири ким җоңун билән көрүшкән америка пирезиденти доналд трампниң, мәзкур учришиштин кейинла «корейә урушиға қануний мәнидә хатимә беридиған бир тинчлиқ келишимиға имза қойуш» тоғрисида вәдә бәргәнлики, бирақ аридин бир қанчә ай өтүп кәткән болсиму, трампниң бу вәдисини ишқа ашурмиғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, трампниң вәдисидә турмаслиқиниң пийоңйаң даирилиридә үмидсизлик пәйда қилғанлиқи, шу вәҗидин йадро қоралсизлиниш мәсилисидә шималий корейәниң пассип позитсийәдә болушқа башлиғанлиқи илгири сүрүлди.

бу һәқтә вокс хәвәрләр ториға изаһат бәргән америка ташқи ишлар министирлиқи, шималий корейә йадро қораллиридин халийлашқан тәқдирдә, америка қошма иштатлириниң тинчлиқпәрвәр барлиқ дипломатик қәдәмләрни ташлашқа пүтүнләй очуқ икәнликини билдүрди, әмма ақсарай һазирғичә бу һәқтә һечқандақ байанат бәрмиди.

доналд трамп билән ким җоңун 12 – ийунда сингапорда көрүшүп, шималий корейәниң йадро қораллиридин халийлаштурулуши мәсилисидә бирдәклик һасил қилғаниди. бирақ, учришиштин кейин икки дөләт арисидики дипломатик атмусфера бузулушқа башлиған, америка тәрәп шималий корейәни йадро пиланидин ваз кәчмәслик билән әйиблигәниди.

җәнубий корейә билән шималий корейә арисида 1953 – йили имзаланған уруш тохтитиш келишиминиң роһиға асасән уруш тохтиған болсиму, бир тинчлиқ келишими имзаланмиғанлиқи үчүн, уруш әмәлий мәнидә һелиһәм давамлишиватиду, дәп қарилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر