филиппиндә террорлуқ тәшклати даешқа четишлиқ әбу сәййаф тәшкилати һәрикәттә
филиппинниң җәнубидики басун районида бир аптомобил билән елип берилған өзини қошуп партилитиш һуҗумида, 10 киши өлүп, 5 киши йаридар болди.

түркийә авази радийоси хәвири: филиппинниң ламинат шәһири шәһәрлик һөкүмити башлиқи родирик фуригай булантиң йезисидики һәрбий тәкшүрүш понкитида шопурниң гуманлиқ һәрикити түпәйлидин бир аптомобилниң тохтитилғанлиқини, аманлиқни сақлаш хадимлири шопурдин соал сораш үчүн йеқинлаш пәйттә, туйуқсиз аптомобилниң партлиғанлиқини ейтти.
партлашта адәм бомбидин башқа йәнә 6 әскәр, 3 айал вә бир кичик бала болуп, җәмий 10 кишиниң өлгәнлики, 5 әскәрниң еғир дәриҗидә йаридар болғанлиқи қәйт қилинди.
адәм бомба һуҗуми һәққидики тәкшүршләр давамлашмақта.
алақидар мәсуллар һуҗумниң террорлуқ тәшклати даешқа четишлиқ әбу сәййаф тәшкилати тәрипидин елип берилған болуши мумкин дәп қаримақта.
малайшийа вә филиппин оттурисидики аралларда 1991 – йилидин буйан паалийәт елип бериватқан әбу сәййаф тәшкилати зорванлиқ вә гөрүгә тутуп кетиш қатарлиқ һәрикәтлирини давамлаштуруп кәлмәктә.
тәшкилат миндано вә сулуда мустәқил дөләт қурушни мәқсәт қилған болуп, филиппиниң җәнубида зорванлиқ паалийәтлири билән шуғулланмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.