кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини байаннамиси
җәнубий африқиниң җңоһанесбург шәһиридә чақирилған 10 – нөвәтлик биразилийә – русийә – һиндистан – хитай – җәнубий африқа (кесәк алтун) дөләтлири башлиқлар йиғини байаннамиси елан қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: байаннамидә, очуқ – йоруқлуқ вә көп тәрәплик сода системисини қоллаш вә дунйаниң охшимиған районлирида давамлишиватқан тоқунушларға хатимә бериш тәләп қилинип мундақ дейилди: «дунйа сода тәшкилатиниң қанун – бәлгилимилиригә асасән очуқ – йоруқлуқ вә көп тәрәплик сода системисини қоллаймиз һәм қайтидин тәстиқлаймиз. көп тәрәплик сода системисиниң мислисиз дәриҗидә қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқини обдан билимиз, очуқ – йоруқлуқ дунйа иқтисадииниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләймиз.»
байаннамидаә, кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғининиң енергийә саһәсигә алақидар қарарлири тоғрулуқ мундақ дейилди: «биразилийә – русийә – һиндистан – хитай – җәнубий африқа (кесәк алтун) дөләтлири енергийә министирлири, кесәк алтун дөләтлири енергийә тәтқиқат һәмкарлиқи мунбири қуруш тоғрулуқ келишим түзди.»
кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғинида, енергийә саһәсидин сирт йәнә, су мәсилиси вә йеза игилик қатарлиқ нурғун саһәләрдә һәмкарлиқ орнитиш тоғрулуқ қәдәм ташланди.
йәнә бир тәрәптин, кесәк алтун дөләтлириниң, оттура шәрқ вә шималий африқа қатарлиқ дунйаниң охшимиған районлирида давамлишиватқан тоқунушларға хатимә берилиши, исраилийә – пәләстин оттурисидики тоқунуш, сүрийә вә йәмәндики киризисниң техиму көп узимаслиқи тоғрилиқму бирдәклик һасил қилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «болупму пәләстин – исраилийә оттурисидики тоқунуш қатарлиқ узақ мәзгиллик тоқунушларни һәл қилиш кечиктүрүлмәслики лазим. қуддус мәсилисини һәл қилиш тоғрулуқ исраилийә билән пәләстин оттурисидики музакириләрдә қарар чиқилириши лазим.»
бирләшкән дөләтләр тәшкилати йеқин шәрқ пәләситнлик мусапирларға йардәм бериш оргинини толуқ қоллайдиғанлииқини билдүргән кесәк алтун дөләтлири, «тәхминән 5.3 милйон пәләситнлик мусапирға тәлим - тәрбийә вә сәһийә җәһәттин көплигән саһәләрдики йардәмлири түпәйли бирләшкән дөләтләр тәшкилати йеқин шәрқ пәләситнлик мусапирларға йардәм бериш оргинини тәбриклиди.
игилинишичә, йиғин бүгүн кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғиниға тәклип билән қатнашқан дөләт башлиқлириниң учришишидин кейин ахирлишидикән.