булғарийәдә байқалған «қой вабаси» министир вә башқа әмәлдарларниң бешиға бала болди

булғарийә йеза игилики муавин минисири тисветан димитров билән бәзи мәсуллар вәзиписидин елип ташланди.

1016329
булғарийәдә байқалған «қой вабаси» министир вә башқа әмәлдарларниң бешиға бала болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийәниң бойарово йезисида «қой вабаси» дәпму билинидиған бир вирус байқалди.

район дәрһал карантинаға елинди вә 4000 миңдин көпрәк пада йоқутуп ташланди.

булғарийә ахбаратлирида орун алған хәвәрләрдә, интайин тиз йуқидиған вә «Peste des Petits Ruminants (PPR)» дәпму атилидиған бир вирусниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

булғарийә даирилири вирусниң падиларниң %90 ни дегүдәк өлтүрәләйдиған дәриҗидә күчлүк икәнликини җакарлиди.

алақидар мәсуллар қой вә өчкиләрниң 10 кувадират келометирлиқ бәлгилик райондин сиртқа чиқишини мәний қилғандин кейин, падиларни йоқутуш хизмәтлирини башлиди.

бирақ бу иш район хәлқиниң қаттиқ наразилиқни қозғиди. падиларниң өлтүрүлишигә наразилиқ билдүргән падичилар билән район хәлқи пайтәхт софйада бир йәргә җәм болуп, йүрүш елип барди.

вәқәдин кейин баш министир бойко бориссов, йеза игилики муавин минисири тисветан димитров билән бәзи мәсулларни вәзиписидин елип ташлиди.

мәсулларниң булғарийәдә ишләпчиқарған сут вә сут мәһсулатлириға чәклимә қойулмаслиқи үчүн қаттиқ тәдбиләрни йолға қойғанлиқи билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر