иран һиндистанни агаһландурди

теһран, һиндистан һөкүмити ирандин нефит импорт қилишни тохтатқан тәқдирдә, бу дөләткә берилгән алаһидә имтийазларға хатимә беридиғанлиқини җакарлиди.

1011138
иран һиндистанни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран мәтбуатида чиққан хәвәрләрдә, иранниң йеңи деһлида турушлуқ дипломати мәсуд рәзванийанниң, һиндистан америка қошма иштатлириниң бесимлириға бойун егип, «иран нефитиниң орниға сәуди әрәбистан, русийә, ирақ вә америка дегәндәк дөләтләрдин нефит импорт қилса, теһран тәрипидин берилгән имтийазлардин мәһрум қалидиғанлиқи» ни ейтқанлиқи қәйт қилинди.

рәзванийан, америкиниң иттипақдашлириға қиливатқан ирандин нефит импорт қилишни тохтитиш тоғрисидики бесимлири үстидә тохтилип, дөлитиниң һиндистанға нисбәтән «ишәнчилик бир енергийә шерики» икәнликини ейтти.

иранлиқ дипломат йәнә, һиндистанни истратегийәлик әһмийәткә игә чабаһар портини тәрәққий қилдуруш тоғрисида бәргән вәдилирини һазирғичә орундимиғанлиқини илгири сүргән һалда әйиблиди вә бу қурулушниң истратегийәлик әһмийитиниң зорлиқини тәкитләп, уни пүткүзүш үчүн һиндистанниң керәклик қәдәмләрни ташлишишини күтүватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.

у ахирида, мунасивәтләрни техиму йуқири пәллигә көтүрүш үчүн, икки дөләтниң барлиқ саһәләр бойичә мәвҗут имканийәтләрдин пайдилиниши лазимлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر