бир йапонийә пуқраси хитайда түрмигә ташланди

хитай һөкүмити бир йапонийә пуқрасини җасуслуқ билән әйибләп қамаққа һөкүм қилди.

1009713
бир йапонийә пуқраси хитайда түрмигә ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: кйодо хәвәр агентлиқи йапонийә пуқрасиниң хитайда қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини елан қилди. агентлиқниң хәвиригә асасланғанда, 2015-йили хитайниң шәрқигә җайлашқан җеҗйаң өлкиси винҗу шәһиридики һәрбий район әтрапида фотограф тартқанлиқи сәвәбидин тутулған 54 йашлиқ йапонийә пуқраси 12 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған.

йапонийә кабентиниң секретари йосиһидә суга ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилип, сот һөкүмлириниң дөләтләр оттурисида тәрәққий қилған икки тәрәп мунасивәтлиригә зийан салмаслиқи керәкликини әскәртти.

хитай даирилири 2015-йилдин буйан сәккиз йапонийә пуқрасини җасуслуқ билән әйиблиди. хитай сотиниң мәзкур қарари қамақ җазаси билән ахирлашқан тунҗи үлгә дело болуп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر