һолливодниң даңлиқ чолпини ангелина җули ирақта

һолливодниң даңлиқ чолпини вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йахши нийәт әлчиси ангелина җули ирақта зийарәттә болди.

993629
һолливодниң даңлиқ чолпини ангелина җули ирақта
angelina jolie irak2.jpg
angelina jolie irak1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: оскар мукапатлиқ һолливодниң даңлиқ чолпини, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комитетиниң йахши нийәт әлчиси ангелина җули ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумлири вә йүз бәргән тоқунушлар сәвәбидин харабиликкә айлинип кәткән мусул шәһирини зийарәт қилди.

америкилиқ даңлиқ артис җули қаттиқ тоқунушларға сәһнә болған шәһәрниң ғәрбий қисмидики кона мусул районида харабликләр арисида айланди.

райондики бәзи аһалиләр билән сөһбәтләшкән җули, хәлқниң еһтийаҗлири вә шәһәрни қайтидин қуруш паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.

йәнә бир тәрәптин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комитети тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, җули, «бу, мән бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комитети билән бирликтә узун йиллар мабәйничә паалийәт елип бериш җәрйанида көргән әң қорқунучлуқ вәйранчилиқ» дегән.

инсанларниң һәммә нәрсисидин айрилип қалғанлиқини, өй – маканлириниң вәйран болғанлиқини, наһайити йоқсул икәнликини, қол илкилиридә балилири үчүн дора йоқлуқини, һәтта балилириниң сүйиниңму  йоқлуқини әскәрткән җули, район хәлқи террорлуқ тәшкилати даешниң ишғалийити сәвәблик тил билән тәсвирлигүсиз азаб – оқубәт вә дәрд – әләмләрни тартқанлиқини, нөвәттә наһайити чәклик йардәмләргә тайинип қайтидин уларға өй селип беришкә  тиришиватқанлиқлирини әскәрткән, шуниң билән бир вақитта, район хәлқиниң шунчә көп азаб  - оқубәт вә дәрд – әләмләрни тартқан болушиға қаримай үмидлик икәнликини, өй – маканлириниң харабиликлирини өз күчигә тайинип бир тәрәп қилғанлиқлирини вә өзара йардәмлишиватқанлиқлирини тәкитлигән.

район хәлқиниң йардәмгә толиму еһтийаҗлиқ икәнликини қәйт қилған җули, шәһәрниң муқимлиқиниң пүткүл ирақниң һәмдә кәлгүсидә районниң муқимлиқ үчүн зөрүрлүкини әскәрткән.

у илгириму  ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумлири сәвәбидин өй – маканлирини тәрк етип көчүшкә мәҗбур болған мусапирларни зийарәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر