сәуди әрәбистанға етилған ракетамийот битчит қилинди

йәмәндики шиә һусийлар тәрипидин сәуди әрәбистанниң җазан шәһиригә етилған ракетамийот битчит қилинди.

991577
сәуди әрәбистанға етилған ракетамийот битчит қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмәндики шиә һусийлар тәрипидин сәуди әрәбистанниң җәнубиға җайлашқан җазан шәһиригә етилған балистик ракетамийот һавадила битчит қилинди.

сәуди әрәбистан дөләт телевизийә қанили «әл-иһбарийә»ниң бу һәқтики хәвиридә, шиә һусийлар тәрипидин сәуди әрәбистан земиниға етилған ракетамийотни һава мудапиә қисимлириниң җазан асминидила битчит қилғанлиқлири билдүрүлди.

хәвәрдә бу һәқтә тәпсилий мәлумат берилмиди.

буниңдин сирт, шиә һусийларға тәвә «әл-мәсира»телевизийә қанилиниң хәвиридә, шиә һусийларниң бу қетим җазандики әл- файсал һәрбий районини һуҗум нишан қилғанлиқлири әскәртилди.

билдүрүлүшичә, шиә һусийлар рамизан ейидила сәуди әрәбистан земинлириға 10 ракетамийот атқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر