дунйаниң диққити мәркәзләшкән учришиш ахири сингапорда әмәлгә ашти

америка пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә рәһбири ким җоңун сингапорниң сентоса арилидики капелло меһмансарийида шу йәр вақти 09:00 да көрүшти.

990727
дунйаниң диққити мәркәзләшкән учришиш ахири сингапорда әмәлгә ашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә рәһбири ким җоңунниң көрүшүши синәапорда әмәлгә ашти. икки рәһбәр көрүшүштин бурун мухбирларға қисқа байанат бәрди. америка пирезиденти доналд трамп: "мувәппәқийәтлик учришиш болиду. шәрәп һес қиливатимән, наһайити йахши мунасивитимиз болидиғанлиқидин һечқандақ гуманим йоқ" деди.

шималий корейә рәһбири ким җоңун: "бу йәрдә болуш йахши болди. өтмүштики бир тәрәплимә қарашлиримиз вә чүшәнчилиримиз бизгә тосқунлуқ қиливатқан иди. бу тосқунлуқларни йәңдуқ вә бүгүн бу йәрдимиз" деди.

мухбирларға берилгән байанаттин кейин, икки рәһбәр айрим көрүшүшни башлиди. тәхминән 45 минут давамлашқан бу көрүшүштә пәқәт рәһбәрләрниң тәрҗиманлири биргә болди.

пирезидент трамп бу һәқтә тоғрисида тохтилип, көрүшүшниң наһайити йахши болғанлиқини билдүрди. шималий корейә рәһбири ким җоңун: "бу йәргә очуқ пикирлиримиз билән кәлдуқ, силәр билән мувәппәқийәтлик учришишни өткүзидиғанлиқимизға ишинимән" деди.

икки рәһбәрниң көрүшүшидин кейин, һәйәтләр ара көрүшүш башланди.

һәйәтләр ара өткүзүлгән көрүшүштин кейин, хизмәт зийапити берилиду вә бу көрүшүшниң тәхминән 1 йерим саәт давам қилиши күтүлмәктә. әгәр көрүшүш мувәппәқийәтлик болса, икки дөләт мунасивәтлириниң нормаллишиши үчүн бурулуш нуқтиси болуп қалиду. корейә йерим арилиниң йадро қораллиридин тазилиниши  көрүшүшниң асаслиқ күнтәртип маддиси һесаблиниду.

америка тәрәп шималий корейәниң йадро қорал пирограммисини ахирлаштурушни тәләп қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر