мун җаин русийәни ззийарәт қилиду
җәнубий корейә пирезиденти мун җаин 23-24-ийун күнлири русийәни зийарәт қилиду.
988599

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезиденти мун җаин 23-24-ийун күнлиридики русийә зийаритидә пирезидент путин билән көрүшиду.
җәнубий корейә пирезидентлиқ сарийи елан қилған бу һәқтики байанатқа асасланғанда, пирезидент мун җаин русийә пирезиденти владимир путинниң зийарәт тәклипини қобул қилған.
байанатта: " бу зийарәт, корейә йерим арилидики илгириләшләрниң давамлишишини вә тинчлиқниң тәрәққийатини, икки дөләт оттурисидики истратегийәлик алақә вә һәмкарлиқни илгири сүриду" дейилди.
мун җаинниң бу қетимқи зийарити җәнубий корейә пирезидентиниң 1999-йилдин буйанқи тунҗи қетимлиқ русийә зийарити болуп қалиду.