нигерийәдә террорчилар әскәрләргә һуҗум қозғиди

нигерийәниң шәрқий шималида боко һарам террорчилири әскәрләргә һуҗум қозғап 5 әскәрниң җениға замин болди.

983810
нигерийәдә террорчилар әскәрләргә һуҗум қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөләтлиридин нигерийәниң шәрқий шималида боко һарам террорчилири әскәрләргә һуҗум қозғап 5 әскәрниң җениға замин болди.

нигерийә армийәси байанатчиси генерал тексас чукву боко һарам тәшкилати террорчилириниң борно вилайитигә қарашлиқ бита йезисидики һәрбий базиға һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

чукву һуҗумда 5 әскәрниң өлүп нурғун әскәрниң йариланғанлиқини ейтип, йариланғанларниң дохтурханиға елип келингәнликини деди.

террочиларниң һуҗумлиридин кейин икки тәрәп арисида тоқунуш йүз бәргәнликини ейтқан чукву, тоқунушта нурғун террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

нигерийәдә 2000-йиллардин буйан һәрикәт қилип келиватқан боко һарам тәшкилати, 2009-йили каттибеши муһәммәд йусуфниң түрмидә өлүп кетишигә қарита кәң көләмлик террорлуқ қилмиши садир қилишқа башлиди.

нигерийәдики террорлуқ вәқәлири вә тоқунушлар сәвәбидин йүз миңларчә адәм йурт-маканлирини ташлап өзгә йуртларға кетишкә мәҗбур болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر