трамп, FBI ниң тәкшүрүлүшини тәләп қилди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBİ) ниң тәкшүрүлүшини тәләп қилди

975722
трамп, FBI ниң тәкшүрүлүшини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBİ) ниң 2016 – йилидики пирезидентлиқ сайлими сәпәрвәрлик паалийәтлиригә мудахилә қилған йаки қилмиғанлиқиниң тәкшүрүлүши үчүн, әдлийә министирлиқиға илтимас сунидиғанлиқини ейтти.

доналд трамп тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң обама һөкүмити тәрипидин берилгән йолйоруққа асасән, «сийасий сәвәбләр түпәйли» сайлам сәпәрвәрлик паалийитигә соқунуп киргән йаки кирмигәнликиниң тәкшүрүлүшини тәләп қилди. у учурида, «бу йәрдин тәләп қилимән, әтә рәсмий йосунда илтимас сунимән. әдлийә министирлиқи, FBI/DOJ (адаләт башқармиси) тәрипидин трампниң сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлиригә сийасий ғәрәзләр билән соқунуп кириш йаки тәкшүрүш елип бериш қилмишиниң садир болған йаки болмиғанлиқини؛ әгәр мушундақ иш болған болса, буниң обама һөкүмити қармиқидики кишиләрниң истикигә асасән болған йаки болмиғанлиқини тәкшүрүши лазим» дегән ибариләргә орун бәрди.


خەتكۈچ: #трамп , #FBI

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر