йапонийә – хитай – җәнубий корейә үч тәрәп башлиқлар йиғини

йапонийәниң пайтәхти токйода йапонийә баш вәзири шинзо абе, җәнубий кореийә пирезиденти мон җаин вә хитай баш министири ли кечйаңниң иштирак қилишида үч тәрәп башлиқлар йиғини чақирилди.

967516
йапонийә – хитай – җәнубий корейә үч тәрәп башлиқлар йиғини

түркийә авази радийоси хәвири: саһибхан дөләт йапонийә баш вәзири шинзо абе,  күнтәртипини районлуқ өзгиришләр вә шималий корейә билән йаришиш басқучи тәшкил қилидиған йиғинниң ечилишида қилған сөзидә, «мунасивәтлиримизни мустәһкәмләш районға нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә» деди.

мәлуматларға қариғанда, җәнубий кореийә пирезиденти мон җаин билән хитай баш министири ли кечйаң айрим көрүшидикән.

хитай илгири үч тәрәп башлиқлар йиғининиң әң муһим күнтәртип маддисиниң районлуқ һәмкарлиқ мәсилиси икәнликини җакарлиғаниди, бирақ,  йиғинда, шималий корейә мәсилиси тоғрилиқму музакирә елип берилиши күтүлмәктә.

америка қошма иштатлириниң хитай билән йапонийәгә қаратқан иқтисадий бесими барғансери күчийиватқан бир пәйттә чақирилған үч тәрәп башлиқлар йиғини районлуқ бирлик үчүн пурсәт йаритип бериду, тәриқисидә анализлар елип берилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر