руһани: америка келишимдин чекинсә, пушайман қилиду

иран пирезиденти һәсән руһани, дөлитигә тәвә башқурулидиған бомбиларниң сөһбәт темиси қилинмайдиғанлиқини, америка қошма иштатлири йадро келишимидин чекинип чиққан тәқдирдә, пушайман қилидиғанлиқини ейтти.

964907
руһани: америка келишимдин чекинсә, пушайман қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани  иранниң сәбзивар шәһиридә хәлққә хитаб қилип, йадро келишими даирисидики башқурулидиған бомба хизмәтлириниң сөһбәт темиси қилинмайдиғанлиқини, башқурулидиған бомба вә қорал ишләпчиқирип запаслашни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрди؛ у мундақ деди «биз мудапиә қораллиримиз тоғрисида һечким билән сөһбәт өткүзмәймиз. еһтийаҗимизға тушлуқ башқурулидиған бомба вә қорал ишләпчиқирип запаслашни давамлаштуримиз».

у, америка қошма иштатлириниң 40 йилдин буйан иран тоғрисида хата қарарларни чиқирип келиватқанлиқини, йадро келишимидин чекинип чиқишиниң тарихий хаталиқ болидиғанлиқини илгири сүрүп, «америка қошма иштатлири йадро келишимидин чекинип чиқса, пушайман қилиду» деди.

дунйа билән дийалог өткүзүшни халайдиғанлиқлирини хатирилитип өткән руһани, америка пирезиденти доналд трампниң шәнбә күнидики йадро пиланида чиң туруш йаки униңдин чекиниш қарариға қарита пиланлириниң тәййар икәнликини қәйт қилди.


خەتكۈچ: #иран , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر