трамп бу қетим нефит баһасини тәнқид қилди

доналд трамп нефит ескпорт қилғучи дөләтләр тәшкилати (OPEC)ни неифт баһасини өстүрүветиш билән әйиблиди.

956086
трамп бу қетим нефит баһасини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп хәлқарадики нефит баһасини тәнқид қилди.

доналд трамп нефит ескпорт қилғучи дөләтләр тәшкилати (OPEC)ниң хәлқарада нефит баһасини зор дәриҗидә өстүрүвәткәнликини билдүрди.

трамп твиттерда бу һәқтә учури йезип нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилатини тәнқид қилди.

трамп учурида мундақ деди: « нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати йәнә бу ишқа қол тиқти, деңизлардики нефит парахотлири болуп һәммә җайда нефитлар ешип тешип турупту, нефит баһаси сүний һалда өстүрүлди, бу толиму начар әһвал, мән буниңға қәтий қарши.»

анализчилар нефит баһасиниң 3 йилдин буйан изчил ешип маңғанлиқини, буниңға оттура шәрқтики кәскин вәзийәтниң сәвәб боливатқанлиқини билдүрмәктә.

19-апрелда дунйа миқийасида кәң ишлитилидиған бирент хам нефитиниң варил баһаси 74.75 долларға, америкиниң ғәрбий тексас  хам нефитигә охшаш хам нефитниң баһаси болса 69.56 долларға чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر