нигерийәдә падичилар билән деһқанлар тоқунушуп 30 адәм өлди

зампара вилайитигә қарашлиқ кабаро вә данмани йезилирида падичилар билән деһқанлар тоқунушуп 30 адәм өлди.

956085
нигерийәдә падичилар билән деһқанлар тоқунушуп 30 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийәниң ғәрбий шималида икки тәрәп арисида тоқунуш йүз берип 30 адәм өлди.

нигерийә хәвәр агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, зампара вилайитигә қарашлиқ кабаро вә данмани йезилирида бир түркүм қораллиқ киши һуҗум қозғап нурғун адәмниң җениға замин болған вә  йариландурған.

вилайәт сақчиси идариси байанатчиси муһәммәд шеһу һуҗум сәвәблик нурғун аһалиниң йуртни ташлап кетишкә мәҗбур болғанлиқини билдүрди.  

бу районда пат-пат падичилар билән деһқанлар тоқунушуп туриду, чарвилирини отлитиш үчүн нигерийәниң җәнубий районлириға көчүп кәткән пуланилар чарвилирини райондики деһқанларниң оғрилап кетидиғанлиқлирини,һәтта уларниң һуҗумиға учрап туридиғанлиқлирини илгири сүрүшмәктә.

пулани падичилириниң нопосиниң көпрәки хиристийанлар йашайдиған районларда 18-әсирдә йашап өткән ислам алими шәйх осман дан подийониң идийәлирини тәрғип қилидиғанлиқлири илгири сүрүлмәктә.


خەتكۈچ: #нигерийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر