трампниң беши йәнә дәрткә кирди

америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) америка пирезиденти доналд трампниң шәхсий адвокати мишел коһинниң нийу йорктики ишханисида тинитиш елип барди.

948354
трампниң беши йәнә дәрткә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: америка федератсийә тәкшүрүш идариси хадимлири пирезидент трампниң хусусий адвокати мишел коһинниң нийу йорктики ишханисида тинитиш елип берип, нурғун һөҗҗәтләрни мусадирә қилди.

тинитишта, FBI хадимлириниң, трампниң мунасивити барлиқи илгири сүрүлгән сторми данийалис исимлик бир айалға коһин арқилиқ әвәтилгән пул һәққидә йезишқан хәт-чәкләрниму мусадирә қилғанлиқи әскәртилди.

FBI хадимлириниң тинитиштин бурун «русийә делоси» ға мәсул мәхсус тәйинләнгән тәптиш әмәлдари роберт муллердин тәвсийә мәктуби тапшуруп алғанлиқи, бирақ тинитишниң русийә делосиға бивастә мунасивәтлик әмәслики билдүрүлди.

мусадирә қилинған хәт-чәкләр ичидә, трамп билән коһен арисидики нурғун һөҗҗәтләрниңму барлиқи диққәт қозғиди. коһенниң адвокати стефин рийан бу қетимқи тинитшқа «пүтүнләй мувапиқ болмиған керәксиз тинитиш» дәп баһа бәрди. у русийә делоси даирәсидә, коһенниң һазирғичә мәхсус тәйинләнгән мупәттиш муллерниң ишханисиға маслишип кәлгәнликини вә нурғунлиған һөҗҗәтләрни әвәтип бәргәнликини қәйт қилди.

коһенниң нами америка җамаәтчилики ичидә, трампниң мунасивити барлиқи илгири сүрүлгән данийалисқа пул әвәткәнлики билән тонулған иди.

бу һәқтә бүгүнгичә еғиз ачмиған трамп, өткән һәптә ахири пул әвәтиштин хәвириниң йоқлуқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر