америка: п к к ниң синҗардин чекингәнликини көрүшни халаймиз

америка қошма иштатлири мудапиә министири җеймс маттис, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң синҗар районидики мәвҗудийитиниң түркийәгә хәвп икәнликини билдүрүп, «п к к ниң синҗар районидин чекингәнликини көрүшни халаймиз» деди.

939195
америка: п к к ниң синҗардин чекингәнликини көрүшни халаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җеймс маттис америка мудапиә министирлиқи – пентагонниң мәтбуат ишлири ишханисини зийарәт қилип мәтбуатқа байанат бәрди. у, мухбирларниң соаллириға җаваб бериштин  илгири ирақниң шималиға җайлашқан синҗар районидики п к к террорлуқ тәшкилатиниң мәвҗудийити тоғрисида тохтилип, «п к к ниң шималий ирақ чеграсиниң у тәрипигила җайлашқан синҗарда түркийәгә қарита тәһдити бар. силәрму билисиләр, п к к америка қошма иштатлири тәрипидин бир террорлуқ тәшкилати, дәп қарилиду. (улар) нурғун бигунаһ түркни өлтүрди вә (биз) п к к ниң синҗар районидин чекингәнликини көрүшни халаймиз» деди.

җеймс маттис, түркийәниң п к к унсурлириға қарши синҗар районида елип барғуси һәрбий һәрикитини америка қошма иштатлириниң қоллап – қоллимайдиғанлиқи тоғрисидики бир соални келәчәктики һәрбий һәрикәтләр тоғрисида мәлумат бәрмәйдиғанлиқини ейтип җавабсиз қалдурди.

түркийәниң сүрийәниң африн районидики орнини мустәһкәмләшни давамлаштуруватқанлиқини билдүргән маттис, мунбичкә қарита һәрқандақ бир һәрикәт елип берилғанлиқини көрмигәнликлирини, бу район тоғрисидики түркийә билән өткүзүлүватқан сөһбәтләрниң  һечқандақ тосалғусиз давамлишиватқанлиқини қәйт қилған һалда, «буни һәл қилидиғанлиқимизға ишинимән. буниңдин илгириму қийин пәйтлиримиз болғаниди» деди.

у, «түркийәниң мунбичқа алақидар нийити ениқ. түркләр мунбичкә кирип, (бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң у йәрдики гумаштиси) й п г унсурлирини наһийәдин чиқиришни халайду.  буниңға қарита америка қошма иштатлириниң қандақ тәклипи бар? америка қошма иштатлири қайси тәклип билән у районда туруватиду?» дегән соалға «түркийә бир нато шерикидур, биз бир – биримизниң йенида турдуқ. сүрийәдә болупму бәзи мәсилиләрдә еғир келишәлмәсликлиримиз болди. лекин, булар учришишлиримизниң очуқлуқи вә қуйуқлиқиға тәсир көрсәтмиди. буниңдинму һалқиймиз. буниңдин илгириму дәп өткинимдәк, (мән) бу һәқтә таратқулар арқилиқ сөзлишиштинму бәкрәк (түрк әмәлдарлар билән) йүзтуранә вә қаримуқарши олтуруш сөзлишишни таллаймән. бу түркләр үчүн наһайити сәзгүр мәсилә. п к к террорчилириниң қолида өлгән нурғун бигунаһ кишилири бар. бизниң у йәрдә (сүрийәдә) қиливатқинимиз, даешни йоқитиштур. қалаймиқан уруш саһәсидә барлиқ тоқунушуватқан еқимларни һесабқа елишқа мәҗбурмиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر