һиндистанда «мавчилар» ниң миналиқ һуҗумида 8 сақчи өлди

һиндистанда сақчиларға аит биронивик  өтүп кетиватқанда «мавчилар» тәрипидин йол четигә көмүп қойулған минаниң партлиши нәтиҗисидә 8 сақчи һайатидин айрилди, 10 сақчи йариланди.

928816
һиндистанда «мавчилар» ниң миналиқ һуҗумида 8 сақчи өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, һиндистанниң оттура қисмиға җайлашқан чаттисгарһ өлкисигә қарашлиқ сукма наһийәси әрапида сақчиларға аит биронивик  өтүп кетиватқанда «мавчилар» тәрипидин йол четигә көмүп қойулған мина партлиған, партлашта 8 сақчи қаза қилған, 4 и еғир 10 сақчи йариланған, йариланғанлар әтраптики дохтурханиларға орунлаштурулған, сақчи тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқиниң «мавчи исйанчилар» икәнликини билдүргән.

игилинишичә, хитайниң инқилабий рәһбири мав зедоңдин илһам алған «мавчи исйанчилар» 1967 – йилдин буйан һиндистанниң шималий, шәрқий вә мәркизий қисмиға җайлашқан көплигән өлкиләрдә пат - пат қораллиқ һуҗумларни елип баридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر