бейҗиң: навада сода уруши йүз берип қалса, мувапиқ пәйттә тегишлик җаваб қайтуримиз

хитай ташқи ишлар министири ваң йи, дөлити билән америка қошма иштатлири арисида «сода уруши» йүз берип қалған тәқдирдә, тегишлик җавабни қайтуридиғанлиқлирини ейтти.

925388
бейҗиң: навада сода уруши йүз берип қалса, мувапиқ пәйттә тегишлик җаваб қайтуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: ваң йи бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитайниң шималий корейә билән җәнубий корейәниң нөвәттики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш йолидики тиришчанлиқлирини адаққичә қоллайдиғанлиқини әскәртти вә «америка қошма иштатлири билән шималий корейәни балдуррақ учришип дийалог өткүзүшкә чақиримиз» деди.

ваң йи, барлиқ тәрәпләрниң йерим аралдики йадро мәсилисини һәл қилиш истики күчлүк болуватқан һалқилиқ бир басқучқа қәдәм қойулғанлиқиға ишарәт қилип, райондики мәсилиләрни һәл қилиш үчүн дийалог вә музакирә өткүзүшни давамлаштуруш йолидики барлиқ икки тәрәп вә көп тәрәплимилик учришишларниң вақтида башлинишиниң муһимлиқини тәкитлиди.

у, америка қошма иштатлири билән хитайниң йүз бәргүси бир сода уруши тоғрисида тохтилип, бундақ әһвалда барлиқ тәрәпләрниң зийан тартидиғанлиқини вә бейҗиң даирилириниң пәйти кәлгәндә мувапиқ җаваб қайтуридиғанлиқини ейтти.

ваң йи, сода урушиниң мәсилини һәл қилишниң тоғра йоли әмәсликини илгири сүргән һалда, «болупму бүгүнниң йәр шарилашқан дунйасида сода урушиға кириш тоғра әмәс» деди.

дунйаниң икки чоң иқтисадий күчи болған америка қошма иштатлири билән хитайниң пәқәт өз хәлқлири алдидила әмәс, дунйаниң башқа җайлиридики инсанлар алдидиму мәсулийити барлиқиға ишарәт қилған ваң, үнүмлүк вә иҗабий дийалог орнитиш арқилиқ сақлиниватқан мәсилиләрни өзара мәнпәәтләрни нәзәрдә тутуш вә өзара пайда йәткүзүш йоли билән һәл қилиш керәкликини тәкитләп өтти.

бейҗиңниң җәнубий хитай деңизи мәсилисидә тинчлиқ вә муқимлиқни қоғдаш ирадисиниң қәтий икәнликини билдүргән ваң йи, районда тинчлиқ вә муқимлиқ капаләткә игә қилинғанлиқи үчүн, бәзи ташқи күчләрниң буниңдин биарамлиқ һес қилғанлиқини вә суни булғашқа урунуватқанлиқини ейтти.

хитай ташқи ишлар министири ваң йи, җәнубий хитай деңизида бир пурсәтниң қолға кәлгәнликини, хитай билән шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза дөләтләрниң пикир бирлики һасил қилған тилға алди вә тәрәпләрниң җәнубий хитай деңизиниң бәзи бәлгилимиләрни шәкилләндүрүп, районниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн бирликтә һәрикәт қилишни халайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر