талибан 30 йолучини гөрүгә елип қачти

талибан, афғанистанниң җәнубий қисмиға җайлашқан забул вилайитидин қәндиһар вилайитигә кетиватқан 30 йолучини гөрүгә елип қачти.

920101
талибан 30 йолучини гөрүгә елип қачти

түркийә авази радийоси хәвири: забул валийлиқ мәһкимиси байанатчиси дост муһәммәд найаб, талибан қораллиқлириниң 5 нәпири сақчи болуп җәмий 30 йолучини сурһ бид районида аптомубиллиридин чүшүрүп тәкшүргәндин кейин, гөрүгә елип кәткәнликини билдүрди.

йолучиларниң қәйәргә елип кетилгәнликиниң намәлум икәнликини қәйт қилған найаб, мәсилигә алақидар тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر