трамп тоғрисидики тәкшүрүшкә алақидар мәхпий һөҗҗәтләрниң ашкарилинишиға рухсәт қилинди
америка қошма иштатлири авам палатаси қармиқидики дөләт бихәтәрлик ишлири комитети, пирезидент доналд трамп үстидин елип бериливатқан русийә тәкшүрүши тоғрисида йезилған мәхпий һөҗҗәтниң җамаәтчиликкә ашкарилинишиға рухсәт қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: дөләт бихәтәрлик ишлири комитети, феврал ейиниң биринчи һәптисидә ақсарайниң «һөҗҗәтниң тәййар болмиғанлиқи» тоғрисидики етиразиға асасән, нәтиҗисини елан қилишни мувапиқ көрмигән һөҗҗәтләрни җамаәтчилик билән ортақлишишқа болидиғанлиқиға қарар қилди.
җумһурийәтчи қанатниң «америка федератсийә тәкшүрүш идариси вә әдлийә министирлиқиниң трамп делосини тәкшүрүш җәрйанида өзлиригә берилгән салаһийәт даирисиниң сиртиға чиқип кәткәнлики» ни илгири сүрүп йезип чиққан йазмиға қарши демократчи қанат тәййарлап чиққан һөҗҗәт, «дөләт бихәтәрлики хәвпи» барлиқи илгири сүрүлүп ақсарайниң тосқунлуқиға учриғаниди.
ақсарай мәслиһәтчиси дон мәкган комитетқа мәктуп йоллап, демократчи қанат қәләмгә алған мәхпий һөҗҗәтниң җамаәтчиликкә ашкарилашқа тәййар әмәсликини билдүрүп, «пирезидент һөҗҗәтниң елан қилинишини қоллайду, бирақ көп санда әндишиси бар. буларниң асаслиқи дөләт хәвпсизлик вә хәвпсизлик күчлириниң мәнпәәтлири билән четишлиқтур» дегәниди.
буниңдин илгири русийә тәкшүрүшини елип барған америка қошма иштатлири авам палатаси қармиқидики дөләт бихәтәрлик ишлири комитети тәрипидин тәййарланған һөҗҗәттә, америка федератсийә тәкшүрүш идариси, трампниң сабиқ ташқи сийасәт мәсилилири мәслиһәтчиси картер пейҗ үстидин җасуслуқ паалийити елип берилишиға даир мусапини хата башқуруш вә суйиистемал қилиш билән әйибләнмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливан билән түзгән уруш тохтитиш келишимигә 60 қетим хилаплиқ қилди
исраилийә ливан билән 27 - нойабирда түзгән уруш тохтитиш келишимигә 60 қетим хилаплиқ қилди.