йавропа иттипақи 2025-йили ғәрбий балқан дөләтлирини қобул қилишни пилан қилди

йавропа иттипақи ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили федерика моғерини ғәрбий балқан райониға җайлашқан дөләтләрниң йавропа иттипақиға әза болуши үчүн 2025-йили тоғрисида муназирә қозғалғанлиқини әскәртти.

905301
йавропа иттипақи 2025-йили ғәрбий балқан дөләтлирини қобул қилишни пилан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили федерика моғерини ғәрбий балқан райониға җайлашқан дөләтләрниң йавропа иттипақиға әза болуши һәққидә тохтилип؛ «2025-йили ениқ бекитилгән вақит әмәс, бирақ әмәлийәтни асас қилған нуқтиийнәзәрдур» деди.

моғерини вә йавропа иттипақи комитетиниң кеңийиш ишлириға мәсул комиссари җоһаннес хан стразбургда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, йавропа иттипақи комитетиниң ғәрбий балқан райониға мунасивәтлик кеңийиш сийаситини елан қилди.

моғерини ғәрбий балқан райониниң җуғрапийәлик җайлишиш җәһәттин йавропаниң бир парчиси вә йавропа иттипақи билән охшаш мәдәнийәт тарихиға игә икәнликини билдүрди. у алтә дөләтниң йавропа иттипақиға әза болуш йолида намзат икәнликини вә бу дөләтләр билән йавропа иттипақиниң ортақ келәчәккә игә икәнликини әскәртип, албанийә билән қаратағниң йавропа иттипақи сийаситигә мас келидиғанлиқини қәйт қилди.

у йавропа иттипақи комитетиниң бу дөләтләр һәққидики доклатини апрел ейида елан қилидиғанлиқини вә район дөләтлири тоғрисидики йавропа иттипақи алий рәһбәрләр йиғининиң, 2018-йил 17-майда ечилидиғанлиқини билдүрди.

у келәрки айларда бу тоғрида қилинишқа тегишлик нурғун ишларниң барлиқини, йавропа иттипақи 27 дөләт билән чәклинип қалидиған бир әһвалниң йоқлуқини вә иттипақниң келәчикигә мунасивәтлик сайлам өткүзүлидиғанлиқини қәйт қилди. у: «ғәрбий балқан дөләтлирини йавропа иттипақиға әза қилишни халаймиз, әмма буни узун вақитта әмәс, бәлки биз бар вақитта әмәлгә ашурушни халаймиз» деди.

йавропа иттипақи ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили федерика моғерини сербийә билән косову оттурисидики музакирәләрниң йеңи дәвргә киргәнликини әскәртип, мундақ деди:

«2019-йилиниң ахириғичә иҗабий нәтиҗиниң чиқишини үмид қилимән.»

йавропа иттипақи комитетиниң кеңийиш ишлириға мәсул комиссари җоһаннес хан: «86 милйон нопус йашайдиған бир район үстидә музакирә қиливатимиз, биз йаки муқимлиқни районға експорт қилимиз вәйаки муқимсизлиқни йавропаға импорт қилимиз» деди.

у ғәрбий балқан райониниң йавропа ититпақи әзалиқиға тәййарлиниши үчүн алтә маддиниң түзүлгәнликини билдүрди вә бу алтә маддиниң, қанунниң муһәммидин үстүн туридиғанлиқини күчәйтиш, бихәтәрлик вә көчмәнләр, иҗтимаий вә иқтисадий тәрәққийат, қатнаш вә енергийә торлирини тәрәққий қилдуруш, учур-алақә техникилирида йеңилиқ йаритиш, мурәссәчилик вә йахши қошнидарчилиқ мунасивәтлирини қоллаш икәнликини уқтурди.

у намзат дөләтләр ичидики косову билән сербийә оттурисидики мәсилиләр үстидиму тохталди. у: «барлиқ дөләтләрниң әзалиқиниң қобул қилиниши үчүн бир-бири билән болған мәсилиләрни һәл қилиши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر