қатар зәйтун шехи һәрбий һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрди

қатар рәсмий хәвәр агентлиқи – QNA, ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хатирниң зәйтун шехи һәрбий һәрикитигә даир сөзлирини хәвәр қилди.

895060
қатар зәйтун шехи һәрбий һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси лулва хатир, түркийәниң афринға қилған «зәйтун шехи һәрбий һәрикити» ни дөләтниң миллий хәвпсизликигә алақидар йоллуқ әндишләрни чөридигән һалда елип барғанлиқини әскәртти.

қатар рәсмий хәвәр агентлиқи – QNA ниң ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хатирниң сөзлирини мәнбә қилған хәвиридә, «зәйтун шехи һәрбий һәрикити, түркийәниң миллий хәвпсизлики вә чегра бихәтәрлики билән четишлиқ йоллуқ әндишиләрни чиқиш қилған һалда, сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдаш мәқситидә елип берилди» дегән ибариләргә орун берилди.

террорлуқ һуҗумлириға дуч кәлгән түркийәниң, миллий хәвпсизликини қоғдаш йолидики хизмәтлирини қоллайдиғанлиқлирини билдүргән хатир, бу мәсилиниң хәлқара келишимләр вә б д т  әһдинамисиниң 51 – маддиси (әза дөләтләрниң биригә қораллиқ һуҗум қилинған тәқдирдә, йоллуқ қоғдиниш һоқуқидин пайдилиналайдиғанлиқи көрсәтмиси) арқилиқ капаләт астиға елинғанлиқини әскәртти.

натоға әза түркийәниң районда изчил һалда мувазинәт вә муқимлиқ амили болуп кәлгәнликини тилға алған хатир, қатарниң, түркийәниң пуқраларниң бихәтәрлики вә сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдашқа әһмийәт беридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر