зариф: америка «йадро келишими» гә риайә қилса иранму риайә қилиду

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф америка қошма иштатлири «йадро келишими» гә риайә қилса иранниңму риайә қилидиғанлиқини ейтти.

886972
зариф: америка «йадро келишими» гә риайә қилса иранму риайә қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: зариф түнүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселда йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасәтлири алаһидә вәкили федерика моғерини, фирансийә ташқи ишлар министири йен йвес ле дриан, германийә ташқи ишлар министири сигмар габриел вә әнглийә ташқи ишлар  вәзири борис җонсон билән өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинидин кейин иранниң дөләтлик телевизийә қанили « IRIB» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, мундақ деди: «йавропа иттипақиға әза 3 дөләт билән йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасәтлири алаһидә вәкили федерика моғерини иранниң йадро келишими даирисидики һәқ – һоқуқлириниң күчкә игә икәнликини билдүрди. дөлитимиз йадро келишиминиң маддилириға өзгәртиш киргүзүлүшини қәтий қобул қилмайду. бу һәқтә елип барған учришшишлиримиздиму бу нуқтини алаһидә тәкитләп келиватимиз. америка йадро келишимигә риайә қилса, иранму риайә қилиду.»

иран билән (америка, әнглийә, хитай, фирансийә, русийә вә германийә қатарлиқ)  5+1 дөләтлири оттурисида 2015 – йили имзаланған йадро келишими вә ортақ һәрикәт пилани даирисидә бирйусселда түнүгүн чақирилған йиғиндин кейин байанат елан  қилған федерика моғерини, иранниң йадро келишимигә садиқ икәнликини һәмдә йавропа иттипақиниң ортақ һәрикәт пиланини қоғдаш ирадисиниң қәтийликини әскәрткәниди.

америка пирезиденти трампниң шу күнләрдә йадро келишимигә алақидар қарарини елан қилиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر