бирма армийәси билән ашқун буддистлар мусулманларға тәвә 40 йезини көйдүрүвәткән

бирманиң аракан өлкисидә бирма армийәси вә ашқун буддистларикки ай ичидила нурғун йезини көйдүрүвәткән.

870468
бирма армийәси билән ашқун буддистлар мусулманларға тәвә 40 йезини көйдүрүвәткән

түркийә авази радийоси хәвири: бирманиң аракан өлкисидә бирма армийәси вә ашқун буддистлар бу йил өктәбирдин буйан мусулманларға тәвә 40 йезини көйдүрүвәтти.

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати тәрипидин елан қилинған сүний һәмраһ көрүнүшлиригә көрә, мусулманларға тәвә 40 йеза көйдүрүп ташланғандин сирт, бу йил 25-авғусттин буйан 345 йеза булаң-талаң қилинған.

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң асийа мудири бирад адамс, бирма билән баңладиш һөкүмити бу йил 23-нойабирда араканлиқ мусулманларниң өй-маканлириға қайтиши үчүн келишим һасил қилинғандин кейинму араканлиқ мусулманларға тәвә онларчә бинаниң көйдүрүп ташланғанлиқини әскәртип, мундақ деди: «бу әһвал араканлиқ мусулманларниң бихәтәр һалда йурт-маканлириға қайтиши тоғрулуқ берилгән вәдиләрниң йалған икәнликини көрситип бериду.»

бу сүний һәмраһ көрүнүшлириниң бирма һөкүмитиниң араканлиқ мусулманларға тәвә йезиларниң көйдүрүп ташланмиғанлиқи тоғрулуқ бәргән байанатлириниң йалғанлиқини дәлилләйдиғанлиқини ейтқан адамс мунуларни деди: «бирма һөкүмтииниң араканлиқ мусулманларниң бихәтәр һалда йурт-маканлириға қайтиши тоғрулуқ тегишлик хизмәтләрни ишләш тоғрулуқ бәргән вәдиләргә ишәнмәслик керәк.»

бирма армийәсиниң аракан қораллиқ күчлиригә зәрбә беришни баһанә қилип аракандики аһалиләргә қилған һуҗумлирида 25-авғусттин буйан миңларчә мусулман җенидин айрилди.

бирма һакимийитиниң аракан райониға кириш-чиқишларға рухсәт қилмаслиқи сәвәбидин өлгәнләрниң санини тоғра ениқлап чиқишниң мумкин болмайватқанлиқи, миңларчә араканлиқ мусулманниң җенини қоғдап қелиш үчүн аракандин қечишниң койида йүрүватқанлиқи билдүрүлмәктә.

билдүрүлүшичә, бирмадин қачқан 600миңдин артуқ адәм тағлиқ районларға, наф дәрйаси йаки деңиз арқилиқ баңладишқа қечип кәткән.

араканда 1970-йилларда тәхминән 2 милйон мусулманниң йашиғанлиқи тәхмин қилинған болса, нөвәттә зораванлиқ вәқәлири түпәйли аракан нопусиниң 350 миңға чүшүп қалғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر