әләзһәр шәйхи америкиниң қуддус қарариға ипадә билдүрди

мисирдики әләзһәр университети шәйхи әһмәд таййиб, пайтәхти қуддус болған мустәқил пәләстин дөлитиниң қурулуши үчүн, пәләстин хәлқиниң күришини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

867527
әләзһәр шәйхи америкиниң қуддус қарариға ипадә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әләзһәр байанат берип, әзһәр шәйхи әһмәд таййибниң исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййә билән телефонда көрүшүп, пәләстин хәлқиниң, пайтәхти қуддус болған мустәқил пәләстин дөлити қуруп чиқиш күришини қоллайдиғанлиқини тәкитлигәнликини уқтурди.

һәниййә болса, таййибниң америка қошма иштатлириниң қуддус қарариға қарши билдүргән позитсийәсигә йуқири баһа берип, буни тарихий шундақла наһайити җәсуранә ташланған бир қәдәм, дәп тәриплиди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп 6 – декабирда ақсарайда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, қуддусни исраилийәниң пайтәхти, дәп етирап қилғанлиқини вә америка әлчиханисини тел авивдин қуддусқа йөткәш тоғрисида йолйоруқ чүшүргәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر