трамп дөләт мудапиә министирлиқиниң хамчотини тәстиқлиди

америка пирезиденти доналд трамп 2018-йиллиқ малийә йили 692.1 милйард долларлиқ дөләт мудапиә министирлиқиниң хамчотини тәстиқлиди.

867165
трамп дөләт мудапиә министирлиқиниң хамчотини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп авам палатаси вә кеңәш палатасиниң қобул қилишидин өткән «дөләт мудапиә һоқуқ бериш қануни» дәпму атилидиған пентагон хамчотини ақсарайда өткүзүлгән мурасимда тәстиқлиди. мурасимға, муавин пирезидент майк пенс, дөләт мудапиә министири маттис, армийә иштаб башлиқи җосеф дунфорд вә авам палатаси қораллиқ хизмәтләр комитетиниң башлиқи мак сорнберрий қатарлиқлар қатнашти.

қанунға асасән, пентагон үчүн 2018-йиллиқ малийә йилида, төвән чеки 626.4 милйард доллар болған хамчот, 65.7 милйард долларлиқ чәт дөләтләрдә еһтимали болған һәрбий һәрикәтләр фондидин ибарәт җәмий 692.1 милйард доллар аҗритилиду. қанунда һәрбий хадимларниң маашини %2.4 өстүрүш, әскәр санини 20 миң әтрапида көпәйтиш тәклип қилиниди.

қанунға асасән, башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш еһтийаҗи үчүн 4.4 милйард доллар, йадро қорали паалийәтлири үчүн 10.37 милйард доллар айрилди.

афғанистандики һәрбий һәрикәт хираҗәтлири билән, айропилан, парахот вә башқа әслиһәләрни сетивелиш миқдарида зор көпийиш болидиғанлиқи тәхмин қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر