сүрийәдә өлгән иранлиқлар йәрликигә қойулди

иран инқилаб муһапизәтчилиригә тәвә милитанларниң җәсәтлири иранниң охшаш болмиған шәһәрлиридә йәрликигә қойулди.

866983
сүрийәдә өлгән иранлиқлар йәрликигә қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдики тоқунушларда иран инқилаб муһапизәтчилиригә тәвә фатимиййун әтритигә аит 3 милитан өлди.

тәсним хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, сүрийәдики тоқунушларда өлтүрүлгән фатимиййун әтритигә тәвә милитан һамид һусәйин задә, мәшһәд шәһиридә өткүзүлгән җназа мурасими билән йәрликигә қойулди.

иран инқилаб муһапизәтчилиригә тәвә милитанлардин әмин һусәйин вә сәййид нәби һусәйниниңму пәйшәнбә күни әсфаһан шәһиридә өткүзүлидиған мурасим билән йәрликигә қойулидиғанлиқи билдүрүлди.

иранға көчүп барған афғанистанлиқлардин тәшкилләнгән фатимиййун әтрити, сүрийәдә 2011 – йили һөкүмәт қисимлири хәлқниң тинч намайишини қанлиқ баштурғандин кейин, башланған ички урушқа қатнашқан вә 2013 – йилидин буйан бәшшар әсәд қисимлирини қоллаватқан иран инқилаб муһапизәтчилири тәрипидин әң алдинқи сәптә ишлитиливатқан авангарт милитанлар болуп тонулған иди.

ғәйри рәсмий санлиқ мәлуматларға асасланғанда сүрийәдики туқунушларда өлтүрүлгән иранға тәвә әскәрләрниң сани 2400 әтрапида икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر