йәмәндә әсир алмаштуруш келишими һасил болди

йәмән армийәси билән әл- җәвф арисида әсир алмаштуруш келишими түзүлди.

865519
йәмәндә әсир алмаштуруш келишими һасил болди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәси билән әл- җәвф арисида түзүлгән һәрбий келишим даирисидә 60 адәм қойуп берилди.

йәмән һөкүмитигә қарашлиқ 6-һәрбий район әсирләр вә мәһбуслар һәйити башлиқи  йәһйа әл-һасир дөләт армийәсигә тәвә хәвәр тор бетидә бу һәқтә мәлумат берип, әсир алмаштуруш келишими даирисидә шиә һусийларниң түрмилиридә йетиватқан 30 әскәр билән һөкүмәт қисимлириниң түрмилиридики шиә һусий күчлириниң 30 адиминиң қойуп берилгәнликини уқтурди.

йәһйа әл-һасир әсир алмаштуруш келишиминиң узунға созулған мурәссәләштүрүш хизмәтлиридин кейин һасил болғанлиқини әскәртти.

йәмәндә шиә һусийлар билән армийә арисида тәхминән 3 йилдин буйан давамлашқан тоқунушларда әсиргә елинғанларниң сани тоғрулуқ ениқ мәлумат йоқ.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر