америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң йәнә бир сәтчилики ашкариланди

америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң русийәниң сибәр һуҗумлириға учриған америкилиқ мәсулларни агаһландурмиғанлиқи ашкариланди.

855468
америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң йәнә бир сәтчилики ашкариланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң америкадики нурғун әмәлдарларниң русийәниң сибәр һуҗумлириға учриғанлиқини ениқлап чиққан болушиниң әксичә, бу җәһәттә нурғун америкалиқ мәсулни агаһландурмиғанлиқи ашкариланди.

америкидики AP хәвәр агентлиқи оқурмәнлирини русийәниң сибәр һуҗумлири тоғрулуқ йеңи учур-мәлуматлар билән тәминлиди.

AP ниң бу һәқтики хәвиридә, америка федератсийә тәкшүрүш идариси америкалиқ нурғун әмәлдарларниң иелхәт адреслириниң сибәр һуҗумиға учриғанлиқини испатлап чиққан болушиниң әксичә, бу әмәлдарларни агаһландурмиғанлиқи әскәртилди.

русийәниң сибәр һуҗумлириға учриғанлиқини AP хәвәр агентлиқидин хәвәр тапқанлиқлирини билдүрүшкән бир қисим әмәлдарлар, бундақ ишларни алди билән америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң өзлиригә йәткүзүши лазимлиқини билдүрүшти.

тәнқидкә учриған америка федератсийә тәкшүрүш идариси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта мундақ дейилди:«идаримиз йошурун тәһдит астида туруватқан шәхс вә орунларни вақтида агаһландуруп кәлмәктә.»

русийәниң 2016-йили америкадики пирезидентлиқ сайлимиға сибәр һуҗум вастиси арқилиқ арилашқанлиқи тоғрулуқ пәйда болған қарашларға қарита башлиған тәкшүрүш хизмәтлири, америка мәҗлиси вә алаһидә һоқуқлуқ вәкил баш тәптиш роберт муеллерниң башчилиқида елип берилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر