ақ сарай әрдоған билән трампниң телефон сөһбити һәққидә байанат елан қилди

байанатта, пирезидент трампниң сүрийәдики һәрбий йардәмләр җәһәттә йолға қойулидиған йеңи өзгиришләр һәққидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәлумат бәргәнлики қәйт қилинди.

854910
ақ сарай әрдоған билән трампниң телефон сөһбити һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақ сарай түнүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка пирезиденти доналд трамп оттурисида өткүзүлгән телефон сөһбитигә даир мәхсус байанат елан қилди.

байанатта, террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д вә й п г гә берилгән қораллар үстидә тохталған пирезидент трампниң, сүрийәдә мәйдандики шерикләргә һәрбий йардәм қилиш җәһәттә йолға қойулидиған йеңи өзгиришләр һәққидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәлумат бәргәнлики қәйт қилинди.

байанатта: «һәр икки рәһбәр сүрийәдики ички урушниң ахирилишиши үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2254 - номурлуқ тәклипиниң әмәлийләштүрилиши вә җәнвә музакирилириниң қоллап – қуввәтлинишиниң муһим әһмийитини музакириләшти» дейилди.

байанатта йәнә, «җумһур рәис рәҗәп таййп әрдоған билән пирезидент доналд трамп сүрийәниң террорлуқ тәшкилатлириға нисбәтән хатирҗәм маканға айланмаслиқи вә ташқи мудахилиләргә очуқ һалға келип қалмаслиқи үчүн сүрийәниң муқимлиққа вә иттипақлиққа игә болушиниң муһимлиқини тәкитләшти» дейилди.

 ақ сарайниң байанатида, һәр икки рәһбәрниң йәнә, америкидин сетивелинидиған һәрбий әслиһәләр һәққидиму музакириләшкәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر