америкида һайтилиқларға берилгән алаһидә имтийаз келәр йили түгәйду

америка дөлитидики 600миңдин артуқ һайтилиққа берилгән алаһидә қоғдаш салаһийитиниң келәр йили түгәйдиғанлиқини уқтурди.

851624
америкида һайтилиқларға берилгән алаһидә имтийаз келәр йили түгәйду

түркийә авази радийоси хәвири: америка тәхминән 600 миң һайтилиқ көчмәнгә берилгән вақтилиқ қоғдаш салаһийитиниң 2019-йилниң ахирида түгәйдиғанлиқини уқтурди.

ички бихәтәрлик минситирлиқи муавин минситири елайин дук 2010-йилдин башлап һайтини ташлап кәткәнләрниң саниниң %97 ашқанлиқини әскәртип, һайтилиқ көчмәнләрниң америкидин қоғлап чиқирилишини  тосушни мәқсәт қилип берилгән алаһидә салаһийәтниң 18 айдин кейин ахирлишидиғанлиқини ейтти.

18 ай ичидә һайтилиқлар йа дөлитигә қайтип кетиши йаки америкидики хизмәт вә туруш рухситини рәсмийәткә мувапиқ һаләткә елип келиши лазим.

һайтида 2010-йли пайтәхт порт-ав-пиринстә 300 миңдин артуқ адәм җенидин айрилған йәр тәврәштин кейин, бу дөләттин айрилған көчмәнләргә обама һакимийити тәрипидин берилгән 18 айлиқ вақитлиқ қоғдаш салаһийитиниң муддити нурғун қетим узартилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر