руменийә америкадин башқурулидиған бомба ситевалиду

руменийә дөләт мудапиә министири михаил вийорел фифор америкадин «вәтәнпәрвәр» (Patriot)намлиқ башқурулидиған бомба сетивелиш тоғрисида байанат елан қилди.

851981
руменийә америкадин башқурулидиған бомба ситевалиду

түркийә авази радийоси хәвири: руменийә дөләт мудапиә министири михаил вийорел фифор кеңәш палатасиниң мудапиә комитети билән көрүшкәндин кейин, америкадин «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба сетивелиш тоғрисида байанат елан қилди. у руменийә армийәсиниң бу башқурулидиған бомба системилири билән қоралландурулушиниң, дөләтни сәрхил болған «йавропа вә дунйави мудапиә кулуби» ға киргүзидиғанлиқини әскәртип, америка һөкүмитидин йәттә «вәтәнпәрвәр» башқурулидиған бомба сетивелишқа, қошулғанлиқ мәктуби кәлгәнликини билдүрди.

у буниң руменийә армийәси үчүн пәқәт бир қәдәм икәнликини, бу йил йәттә башқурулидиған бомбидин бирни тапшуруп алғанлиқлирини, 2020-йилида башқурулидиған бомба системилириниң қурулидиғанлиқини әскәртти.

җәмий 3.9 милйард доллар болған йәттә данә «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба сетивелиш мәсилиси, кеңәш палатасиниң мудапиә комитети қошулғандин кейин, қанун тәклипи шәклидә кеңәш палатаси омумий кеңишигә сунулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر