доналд трамп қол тутушушни қолаштуралмиди

доналд трампниң қол тутушуш мурасимида тәмтирәп қелиши башқа рәһбәрләрни күлдүривәтти.

846279
доналд трамп қол тутушушни қолаштуралмиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп филиппинниң пайтәхти манилада өткүзүлгән шәрқий җәнубий асийа дөләтлири бирликиниң 31 – нөвәтлик алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғининиң ечилиш мурасимидики әнәнивий қол тутушуш паалийитидә немә қиларини биләләмәй тәмтирәп қалди.

шәрқий җәнубий асийа дөләтлири бирликиниң 31 – нөвәтлик алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини 21 дөләтниң пирезидентлири вә һөкүмәт мәсуллириниң қатнишиши билән маниладики хәлқара қурултай залида өткүзүлди.

филиппин пирезиденти родриго дутертәниң саһибханлиқида өткүзүлгән ечилиш мурасимида, доналд трамп родриго дутертәниң йенида турған болуп, әнәнивий қол тутушуш елан қилинғанда немә қиларини биләлмәй тәмтирәп кәтти.

кесишмә шәкиллик қол тутушуш мурасимида әтрапидикиләргә қарап, немә қилалирини биләлмәй тәмтирәп қалған трамп, йенидики дутертәниң қолини туталмай хели қийналди.

бу әһвал башқа рәһбәрләрни күлдүривәтти.

башқа дөләт рәһбәрлири билән көрүшкәндә өзигә хас қол елишиш шәкли билән тонулған доналд трамп, бәзидә удулидики рәһбәрниң қолини тутуп өзигә тәрәпкә тартса, йәнә бәзидә қопал силкишлири биләнму икранға чиқип туриду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر